венгирийәдә һөкүмәткә қарши намайиш өткүзүлди

венгирийәниң пайтәхти будапештта һөкүмәткә қарши намайиш өткүзүлди.

951711
венгирийәдә һөкүмәткә қарши намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: венгирийәниң пайтәхти будапештта 8-апрелда өткүзүлгән омумий сайламлардин кейин һөкүмәткә қарши наразилиқ намайиши өткүзүлди.

миңларчә адәм һөкүмәтни сайлам түзүмини өзгәртиш вә «нәпрәт қилмишлири»ға хатимә беришкә чақирип намайш өткүзди.

йавропа иттипақи вә венгирийә байрақлирини көтүрүвелишқан намайишчилар һөкүмәткә қарши шоар товлашти.

намайишқа өктичи партийәләр билән нурғун аммиви тәшкилат аваз қошти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر