әнглийә сисини тәбриклиди

әнглийә баш вәзири тиреса мей сайламда утуп чиққан мисир пирезиденти абдулфәттаһ әлсисиға телефон қилип, хизмитигә мувәппәқийәт тилиди.

944924
әнглийә сисини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә «10-номурлуқ» баш вәзирлик ишханиси мейниң сиси билән телефонда көрүшкәнлики тоғрисида байанат елан қилди. байанатта, баш вәзир мейниң сиси билән телефонда көрүшүп, уни тәбриклигәнлики билдүрүлди. байанатта мундақ дейилди:

«мей демократик өткүнчи йолида мисирниң илгириләш пурситини қолға кәлтүргәнлики сәвәбидин пирезидент сисини тәбриклиди.»

байанатта, мейниң телефон сөһбитидә, мисирниң муқим, демократик вә байашад дөләт болуп мувәппәқийәткә еришишини халайдиғанлиқини әскәрткәнлики билдүрүлди. байанатта йәнә мундақ дейилди:

«икки рәһбәр, мисирниң иқтисадий вә маарип саһәлиридә елип бериватқан ислаһатларни техиму тәрәққий қилдуруш үчүн, икки дөләтниң давамлиқ бирликтә хизмәт қилалайдиғанлиқини вә террорлуққа қарши күрәшни қандақ қоллийалайдиғанлиқини муһакимә қилди. пирезидент сиси әнглийәниң бу саһәләрдики тәҗрибилири вә мутәхәссисләшкәнлики билән, мисирға йәткүзүш еһтимали болған пайдилиқ тәрәплири үстидә алаһидә тохталди. рәһбәрләр, икки дөләт мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш үчүн тақәтсизлиниватқанлиқини билдүрди.»

мисирда 23 милйон сайлиғучи қатнашқан бу қетимиқи пирезидентлиқ сайлимида, сиси %92 авазға еришип, иккинчи нөвәт пирезидент болуп сайланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر