испанийәдә «мустәқилчилар»мәркизи һөкүмәткә қарши намайиш өткүзди

испанийәниң каталонийә аптоном районида миңларчә адәм сабиқ каталонийә аптоном һакимийити башлиқи карлесниң назарәт астиға елинишиға наразилиқ билдүрүп намайиш өткүзди.

937328
испанийәдә «мустәқилчилар»мәркизи һөкүмәткә қарши намайиш өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: испанийәдә мустәқиллиқ тәрәпдарлири сабиқ каталонийә аптоном һакимийити башлиқи карлес пуйигдемонтниң германийәдә назарәт астиға елинишиға қарита намайиш өткүзди.

намайишта 4 сақчи болуп җәмий 52 адәм йариланди, 3 адәм назарәт астиға елинди.

мустәқиллиқни йақлайдиған партийәләр вә бир қисим аммиви тәшкилатларниң чақириқиға бинаән, он миңларчә мустәқиллиқ тәрәпдари барселона, гирона, лейда вә таррагона қатарлиқ шәһәрләрдә намайиш өткүзди.

испанийә рәсмий хәвәр агентлиқи  - EFE ниң бу һәқтики хәвиригә асасланғанда, барселонадики германийә консолханиси билән йәрлик һөкүмәт бинаси алдида өткүзүлгән намайишларға 56 миңдәк адәм қатнашқан.

барселонада өткүзүлгән намайишта намайишчилар мәркизи һөкүмәтниң контроллуқи астидики аптоном һакимийәт бинасиға кирмәкчи болушти. сақчилар һөкүмәт бинасиға кирмәкчи болушқан  намайишчиларни калтәкләр билән урди.

лейда шәһиридә өткүзүлгән намайишта намайишчилар сақчиларниң тосақлирини бөсүп өтүп аптоном һакимийитиниң шәһәрдики бинасиға кирмәкчи болғанда сақчилар йол қоймиди.

пуйигдемонт бурун шәһәр башлиқи болған гирона шәһиридә өткүзүлгән намайишқа тәхминән 10 миң адәм қатнашти.

саллент вә таррагона шәһәрлиридиму йүзләрчә адәм ташйолларни қатнашқа тосувалди.

шундақла пуйигдемонт вә башқа каталонийә рәһбәрлири үстидә тутуш буйруқи чиқарған испанийә алий сот мәһкимиси баш сотчиси пабло лиларенаниң каталонийәниң дас наһийәсидики өйигә йеқин тамларға « фашист » дегән сөз йезип қойулди. испанийә алий сот мәһкимиси бу қилмишни әйибләп ички ишлар министирлиқини дәрһал чарә қоллинишқа чақирди.

каталонийә сәһийә башқармиси мәсуллири 4 сақчи билән 46 намайишчиниң барселонада, 2 намайишчиниң лейдадики вәқәләр әснасида йариланғанлиқини билдүрди.

йавропа дөләтлиридиму тутуш буйруқи чиқирилған сабиқ каталонийә аптоном һакимийити башлиқи карлес пуйигдемонт, йәкшәнбә күни германийәдә назарәт астиға елинип неумунстер шәһиридики түрмигә қамалди.

районда бултур 1-өктәбирдә реферандум (хәлқ райини синаш паалийити) өткүзүлди, 27-өктәбирдә болса мустәқиллиқ елан қилиши сәвәбидин  «дөләткә исйан»көтүрүш билән әйибләнгән каталонийәлик сийасәтчиләр испанийәдин қачти.

 пуйигдемонт вә кабентиниң 4 әзаси билән шиветсарийәгә қачқан каталонийә җумһурийәтчи солчилар партийәси баш катипи марта ровира үстидиму җүмә күни йавропада тутуш буйруқи чиқирилди.

навада мустәқиллиқни йақлайдиған каталонийәлик сийасәтчиләрниң җинайий қимлиш садир қилғанлиқи муәйиәнләштүрүлгән тәқдирдә 30 йил кесилип кетидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.

мустәқиллиқ елан қилғанлиқи сәвәбидин сотланған 25 каталонийәлик сийасәтчидин 9и қолға елинип, 9и кепиллик билән қойуп берилди, 7си болса испанийәдин қачти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر