америкидики бир ширкәткә еғир дәриҗидә төләм җазаси берилди

америкидики мәәнчилик вә химийә санаити ширкити - 3Mгә муһитқа елип кәлгән зийанлири түпәйли төләм җазаси берилди.

914907
америкидики бир ширкәткә еғир дәриҗидә төләм җазаси берилди

түркийә авази радийоси хәвири: америкиниң миннесота иштатида мәәнчилик вә химийә санаити ширкити - 3M , химийәви мәһсулатлар ишләпчиқиридиған завутиниң муһитқа елип кәлгән зийанлири сәвәбидин 850 милйон доллар төләм төләшни қобул қилди.

иштат баш тәптиши лори сивансон кона нами миннесота мәдәнчилик вә ишләпчиқириш ширкити болған хәлқара ширкәтниң иштаттики завутлириниң химийәви қалдуқлар билән муһит вә тәбиий байлиқларға елип кәлгән зийанлири түпәйли төләм төләшни қобул қилғанлиқини билдүрди.

сивансон ширкәтниң 15 күн ичидә төләмни алақидар орунларға төләйдиғанлиқини, төләм миқдариниң америка тарихида һазирғичә муһит саһәсидә төләнгән әң йуқири төләм икәнликини ейтти.

850 милйон долларлиқ төләм мәәнчилик вә химийә санаити ширкити - 3M җайлашқан  саинт павул шәһири вә әтрапидики туралғу җайларға пакиз су йәткүзүш, химийәви қалдуқлар сәвәбидин суғуруш қаналлири зийанға учриған деһқан вә карханчиларға йардәм қилиш үчүн ишлитилидикән.


خەتكۈچ: #3M , #төләм , #америка

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر