хитайниң баһар байримида 51 киши өлүп, 9 киши йаридар болди

хитайниң баһар байрими җәрйанда етилдақ сәвәбидин мәмликәт миқйасида җәмий 12 миң җайға өт кәтти.

916094
хитайниң баһар байримида 51 киши өлүп, 9 киши йаридар болди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайда йеңи йил байрими дәпму билинидиған баһар байрими мурасимлирида мәмликәт бойичә 51 киши өлүп 9 киши йаридар болди.

хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, 15февралдин 21февралғичә болған җәрйанда етилдақ сәвәбидин мәмликәт миқйасида җәмий 12 миң җайға өт кәткәнлики, көрүлгән омумий маддий зийанниң 57 милйон йүән, (тәхминән 9 милйон доллар) болғанлиқи билдүрүлди.

хитай 16февралда 12 һайванлиқ ай калиндари бойичә ит йилиға қәдәм қойған иди. бу мунасивәт аткүзлидиған йиңи йилни тәбриләш (баһар байрими) җәрйанида хитайлар етилдақ етиш арқилиқ йаман руһларни қоғлайдиғанлиқиға ишиниду.

хитай һөкүмити еғир муһит булғунуши, от апити вә бихәтәрлик әндишлири түпәйлидин 400 дин артуқ шәһәрдә етилдақ етиш мурасимлирини мәний қилған иди.

бирақ йеза - наһийәләрдә бу әнәнә һазирму кәң - көләмдә давамлашмақта.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر