ғәрбий қирғақта йәһудий еқиндилар пәләстинликләргә һуҗум қилди

ғәрбий қирғақниң охшаш болмиған җайлирида йоһудий еқиндилар бәзи пәләстинликләрниң аптомобиллириға таш етип һуҗум қилди вә бир қанчә пәләстин пуқрасини йаридар қилди.

904420
ғәрбий қирғақта йәһудий еқиндилар пәләстинликләргә һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шаһитларниң байан қилишичә, рамаллаһниң ғәрбидики пәләстин земиниға селинған долев қанунсиз йәһудий олтуурақ районида турушлуқ бир гуруппа йәһудийлар исраилйә әскәрлириниң қоғдиши астида райондики йезиларға баридиған чоң йолға топлишип, пәләстинликләрниң аптомобиллириға вә йипадә кетиватқан пуқраларға таш етип һуҗум қилған.

пәләстин хәвәр агентлиқи вафаниң ғәрибй қирғақтики олтурақлишиш ишлири мәсули ғассан дәғләсни мәнбә қилған хәвиридә, йәһудий еқиндиларниң наблустики һуввара тәкшүрүш понкитиға йеқин җайда аптомобилларға һуҗум қилғанлиқи вә бәзи пәләстинликләрниң йеник йаридар болғанлиқи қәйт қилинди. 

ғассан дәғләс бирача олтурақ районидики йәһудийларниң наблусниң җәнубидики буриндиму пәләстинликләрниң өйлиригә һуҗум қилғанлиқини билдүрди.

ғәрбий қирғақниң сәлфит шәһири әтрапидиму түнүгүн йүз бәргән пичақлиқ һуҗумда, бир йәһудий көчмәнниң өлгәнлики уқтурулған иди.

шаһитлар вәқәдин кейин исраилийә әскәрлириниң сәлфит шәһири әтрапидики бир қанчилиған пәләстин олтурақ районлириға бесип кирип тәкшүрүш елип барғанлиқини вә шәһәрниң кирип - чиқиш еғизлирини пүтүнләй тақивалғанлиқини ейтқан иди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر