сүрийә сөһбәтлири йиғини бүгүн вийеннада башлиниду

австрийәниң пайтәхти вийенна икки күнлүк сүрийә йиғиниға саһибханлиқ қилиду؛ сүрийәлик өктичиләр қуруп чиққан алий музакирә комитети башлиқи насир һәрири, учришишниң һәр икки тәрәпкә нисбәтән бир синақ икәнликини ейтти.

896721
сүрийә сөһбәтлири йиғини бүгүн вийеннада башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: у сөзини давамлаштуруп, вийеннада бериштин илгири б д т  хәвпсизлик кеңиши баш катипи вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қатарлиқ бәзи рәһбәрләр билән муһим учришишларни өткүзгәнликини билдүрди.

һәрири, учришишниң иккинчи тәрипи болған бәшшар әсәд һакимийитиниң сөһбәтләргә бузғунчилиқ қилип, бу мусапиниң илгирилишигә тосқунлуқ қилғанлиқини тәкрарлиди.

русийәниң сочи шәһиридә өткүзүлидиған сүрийә миллий дийалог қурултийиға иштирак қилип – қилмайдиғанлиқиға техи қарар қилмиғанлиқини билдүргән һәрири, мушу икки күн ичидә бу мәсилини муһакимә қилип қарар чиқиридиғанлиқлирини әскәртти.

насир һәрири түркийәниң афринға қилған зәйтун шехи һәрбий һәрикитигә алақидар бир соалға җаваб берип, п к к / п й д террорлуқ тәшкилатиниң районда җинайәт садир қилғанлиқини вә башқа бәзи террорлуқ тәшкилатлири билән бирлишип һәрикәт қиливатқанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر