америка шималий корейәниң мәмурий хадимлирини ембарго тизимликигә киргүзди

америка һөкүмити шималий корейәниң йадро қорал синақлирида муһим рол ойниғанлиқи илгири сүрүлгән икки нәпәр йуқири дәриҗилик мәмурий хадимни ембарго тизимликигә киргүзди.

876461
америка шималий корейәниң мәмурий хадимлирини ембарго тизимликигә киргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: америка малийә министирлиқиниң чәт әлликләрниң мал-мүлкини тәкшүрүш ишханиси шималий корейәниң йуқири дәриҗилик икки мәмурий хадиминиң ембарго тизимликигә киргүзүлгәнлики тоғрисида байанат елан қилди. байанатта, шималий корейә һәрбий санаәт министирлиқиниң муавин министири ким җоңсик билән шималий корейә мәркизий комитетиниң муавин башлиқи ри пийоңчолниң ембарго тизимликигә киргүзүлгәнлики билдүрүлди.

шималий корейәниң йадро қораллирини тәрәққий қилдуруш паалийәтлиридә муһим рол ойниғанлиқи әскәртилгән икки мәмурий хадимниң, б д т хәвпсизлик кеңиши тәрипидин 22-декабир елан қилинған ембарго тизимликидә барлиқи қәйт қилинди.

америка пирезиденти доналд трамп 20-нойабир шималий корейәни «террорлуқни қоллиған дөләт» дегән иди.

малийә министирлиқиниң чәт әлликләрниң мал-мүлкини тәкшүрүш ишханиси трампниң бу байанатидин кейин, 21-нойабир шималий корейәниң содисини чәкләш үчүн бир шәхс, 13 ширкәт вә 20 парахотни қара тизимликкә киргүзгән иди.

шималий корейә американиң «террорлуқни қоллиған дөләтләр» тизимликидә, иран, судан вә сүрийәдин қалсила төтинчи рәттә туриду. қара тизимликкә иккинчи қетим киргүзүлгән шималий корейә, 2008-йили җорҗ буш чиқириветиштин бурун 20 йил тизимликтә қалған иди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر