исраилийә ғәззәгә һуҗум қилди

исраилийә қамал астидики ғәззә райониға уруш айропиланлири вә танкилар билән һуҗум қилди.

863812
исраилийә ғәззәгә һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә армийәси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта: «уруш айропиланлири билән танкилар ғәззә районидики террорлуқ тәшкилатлириға аит икки нишанға зәрбә бәрди» дейилди.

байанатта әскәртилишичә, алдинқи күни ғәззә районидин исраилийәниң җәнубий қисми үч қетим ракетамийот арқилиқ һуҗумға учриған, ракетамийотлардин иккиси ғәззә тәрәпкә, йәнә иккиси исраилийәниң җәнубидики бош бир җайға чүшкән, әмма һуҗумда адәм өлүш вә йарилиниш әһвали көрүлмигән, исраилийә армийәси буниңға уруш айропиланлири вә танкилар арқилиқ һуҗум қилиш арқилиқ җаваб қайтурған.

исраилийә армийәсиниң билдүрүшичә, ғәззәдин исраилийәгә қилинған барлиқ ракетамийот һуҗумлириниң җавабкарлиқи һамасқа аит икән.

игилинишичә, ғәззә районидики пәләситнлик гуруппилардин һечқайсиси һуҗумниң җавабкарлиқини өз үстигә алмиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر