католикларниң руһани рәһбири папа фирансис бирмада

католикларниң руһани рәһбири бирма вә баңладишни зийарәт қилиду.

855892
католикларниң руһани рәһбири папа фирансис бирмада

түркийә авази радийоси хәвири: католикларниң руһани рәһбири папа фирансис бирма вә баңладишни зийарәт қилиду.

папа тунҗи болуп зулум вә қәтлиамларға сәһнә боливатқан бирмини зийарәт қилди.  

папа  фирансис бирмани зийарәт қилған тунҗи папа болди.

йаңгон айродурумиға чүшкән папа йол бойиға йиғилған бирмалиқ католикларға салам бәрди.

бирмалиқ католиклар пападин тинчлиқ вә сөйгү сигнали беришни күтиду.

52 милйон нопуси болған бирмада тәхминән 600 миң католик бар.

католиклар бирмадики әң кичик дини топлуқ һесаблиниду.

папа фирансис бирма рәһбәрлири билән көрүшкәндин кейин бирмадики зораванлиқ вә қәтлиамлардин қачқан 620миңдин артуқ араканлиқ мусулман йашаватқан баңладишниму зийарәт қилиду.

папаниң зийаритиниң 2-декабирда ахирлишиши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر