ши җинпиңниң алаһидә вәкили шималий корейәни зийарәт қилди

хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң алаһидә вәкили суң тавниң шималий корейә зийаритидә, икки дөләт вә районлуқ мәсилиләр алдинқи орунда турди.

852026
ши җинпиңниң алаһидә вәкили шималий корейәни зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ши җинпиңниң алаһидә вәкили суң тав өктәбир ейида ечилған хитай коммунистик партийәсиниң 19-қурултийи тоғрисида мәлумат бериш үчүн 17-20-нойабир күнлири шималий корейәни зийарәт қилған. шинхуа агентлиқиниң бу һәқтики хәвиригә асасланғанда, суң тав шималий корейә ишчи партийәси мәркизий комитетиниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлири билән көрүшкән.

суң тав хитай коммунистик партийәси мәркизий комитетиниң хәлқара мунасивәтләр бөлүминиң башлиқи болуп, униң шималий корейәдики төт күнлүк зийаритидә, икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрни тәрәққий қилдурушни илгири сүрүш, икки партийәниң өзара учур-алақә вә кординатсийә ишлирини күчәйтиш тоғрисида пикир бирлики һасил қилинған. буниңдин башқа, корейә йерим арили мәсилиси вә икки дөләтниң ортақ мәнпәәтлири һәққидиму өзара пикир алмаштурулған.

 шималий корейә ишчи партийәси мәркизий комитети хитай коммунистик партийәсиниң 19-қурултийиниң ечилғанлиқи мунасивити билән тәбриклигән вә йеңи дәврдә хитайчә алаһидиликкә игә сотсийализмниң қурулушиға мувәппәқийәт тилигән.

ши җинпиңниң алаһидә вәкили суң тавниң шималий корейә зийарити, америка пирезиденти доналд трампниң асийа сәпири ахирлашқандин кейинла елип берилди вә көп диққәт қозғиди.

хитай һөкүмити пат-пат пийоңйаң һөкүмити билән дийалог йолини очуқ тутқанлиқини илгири сүрүп келиватқан болсиму, әмма сентәбир ейида б д т хәвпсизлик кеңиши шималий корейәниң 6-қетимлиқ йадро синиқиға қарши йолға қойған ембаргони қоллиди. бейҗиң һөкүмити корейә йерим арили мәсилисини һәл қилиш үчүн һәр даим тәрәпләргә музакирә вә дийалог қилишни чақириқ қилиду. бейҗиң һөкүмити мәвҗут мәсилини һәл қилиш үчүн чақириқиға бинаән, шималий корейәниң йадро вә башқурулидиған бомба синиқини ахирлаштурушни, буниң бәдилигә америка билән җәнубий корейәниң һәрбий маневирларни тохтитишини өз ичигә алған тәклипини оттуриға қойуп кәлмәктә.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر