голландийәлик түрк сийасәтчи вилдерсниң сөзлиригә җайида җаваб қайтурди

голландийәдики ашқун оңчи әркинлик партийәсиниң башлиқи гирт вилдерс, парламент вә ички кабинетта пәқәт голландийәликләрниңла болуши керәкликини илгири сүрди.

839082
голландийәлик түрк сийасәтчи вилдерсниң сөзлиригә җайида җаваб қайтурди

түркийә авази радийоси хәвири: гирт вилдерс голландийә парламентида сөз қилип, «бу голландийә парламенти. бу йәрдә голландийәлик болуши керәк. мән парламентта түрк, маракәшлик йаки бир шиветсийәлик болушини халимаймән. мениң буни дейиш һәққим йоқму? бу мениң дөлитим» деди.

парламент әзалири вә министирларниң қош пуқра болушиға қарши икәнликини билдүргән вилдерс, уларниң икки дөләткә садақәтмән болушниң орниға парламентида туруватқан дөләткә садақәтмән болуши керәкликини илгири сүрди.

униң бу сөзлири парламентта күчлүк наразилиқ пәйда қилди. түркләр тәрипидин қурулған тәңдаш партийәси сийасий рәһбири тунахан қузу, «кимниң голландийәлик йаки әмәсликигә вилдерс әмәс, дөләтниң асасий қануний һөкүм қилиду. қош пуқралиқ салаһийитигә игә болуш бир кишиниң дөләткә болған садақитигә нисбәтән һечнемини ипадилимәйду. бир кишиниң садақити униң һәрикәтлири арқилиқ баһалиниду» дегәнләрни қәйт қилди. тунахан қузу сөзини давамлаштуруп, вилдерсниң бу җәһәттә башқиларниң әмәс, өзиниң садақитини тәкшүрүш көрүши керәкликини әскәрткән һалда, «вилдерс, бурунларда исраилийә әлчихансиида өйидикидинму көпрәк вақит өткүзди. бу әһвал қаттиқ диққәт қозғиғанлиқи үчүн, голландийә дөләт бихәтәрлик тармақлири буни тәкшүрүшкә мәҗбур болуп қалди» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.

вилдерс рәһбәрликидики әркинлик партийәси, март ейида өткүзүлгән омумий сайламда 20 парламент әзаси билән дөләтниң иккинчи чоң сийасий партийәси болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر