тиллерсон: сүрийәдә бәшшар әсәд болмаслиқи керәк

ташқи ишлар министири рекс тиллерсон американиң бәшшар әсәдниң һечқандақ роли болмиған «бир пүтүн» вә «бирләшкән» сүрийәни халайдиғанлиқини ейтти.

835234
тиллерсон: сүрийәдә бәшшар әсәд болмаслиқи керәк

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири рекс тиллерсон: «бәшшар әсәд аиләсиниң һөкүмранлиқи ахирлашти, әмдики муһим мәсилә буниң қандақ әмәлгә ашидиғанлиқи» деди.

тиллерсон оттура шәрқтики бәзи дөләтләр вә җәнубий асийа дөләтлирини зийарәт қилғандин кейин, шивейтсарийә пайтәхти җәнвә шәһиридә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң сүрийә алаһидә вәкили стефан демистура билән көрүшти. у көрүшүш ахирлашқандин кейин байанат елан қилип, сүрийәниң келәчикидә бәшшар әсәдниң болмайдиғанлиқини тәкитлиди. у мундақ деди:

«америка һөкүмәттә бәшшар әсәд болмиған <бир пүтүн> сүрийә халайду. бәшшар әсәд аиләсиниң һөкүмранлиқ дәври ахирлашти. муһим мәсилә буниң қандақ әмәлгә ешишидур.»

у сүрийәдә алтә йилдин буйан давамлишиватқан ички урушта бәшшар әсәд қисимлириниң вәзийәтни өзгәртәлмәсликидики бирдинбир сәвәбни русийәниң һава йардими дәп көрсәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر