афғанистан һава армийәсиниң хата һәрикитидә нурғун бихәтәрлик хадими өлди

афғанистан һава армийәсиниң хата һәрбий һәрикитидә дөләт хәвпсизлик күчлиридин 10 хадим қаза қилди.

818474
афғанистан һава армийәсиниң хата һәрикитидә нурғун бихәтәрлик хадими өлди

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда, афғанистан һава армийәси қисимлири афғанистанниң һелманд вилайитидә талибанға қарши һәрбий һәрикәт елип бериш җәрйанида хата һалда дөләт хәвпсизлик күчлириниң контроллуқидики нуқтиларға һуҗум қилған, буниң нәтиҗисидә дөләт хәвпсизлик күчлиридин 10 хадим қаза қилған, 5 иадим йариланған. вәқәдин кейин тәкшүрүш башланған. вәқәдә 9 талибан әзасиму өлтүрүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر