лас вегас һуҗумчисиниң кимлики ениқлап чиқилди

америкиниң лас вегас шәһиридики музика фестивали һуҗумчисиниң кимликиниң ениқлап чиқилғанлиқи илгири сүрүлди.

818532
лас вегас һуҗумчисиниң кимлики ениқлап чиқилди

түркийә авази радийоси хәвири: 50 адәмниң җениға замин болған вә 200 дин артуқ кишиниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарған зораванниң 64 йашлиқ америкилиқ стеоин падок икәнлики илгири сүрүлди.

мәлуматларға қариғанда, лас вегастики бир меһманханиниң 32 – қәвитидики  консерт фестивалиға қатнашқанларға оқ чиқирилиши нәтиҗисидә мәйданға кәлгән вәқәдә йариланғанларниң көпинчисиниң әһвали еғир болуп, лас вегас сақчилири вәқә билән четишлиқи барлиқи илгири сүрүлүватқан теги асийалиқ бир айални издимәктә икән.

һуҗумдин кейин америка пирезиденти трамп аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, һуҗумда һайатидин айрилғанларға вә уларниң аилә тавабиатлириға тәзийә билдүрди.

йәнә бир тәрәптин, кансас иштатидиму йеңи васкитбол мәвсумини тәбрикләш паалийәтлири өткүзүлүватқан кансас университети әтрапида йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 3 киши қаза қилди, 2 киши йариланди.

университет байанатчиси ерин баркомб – петерсонниң ейтишичә, һуҗумда өлгәнләр арисида алий мәктәп оқуғучилири йоқ икән.

кансас җамат хәвпсизлики идарисиниң башлиқи антони брайксисниң билдүрүшичә, һуҗумда тәхминән 20 пай оқ етилған.

сақчи тәрәпниң билдүрүшичә, давалиниватқан йаридарларниң аәһвали еғир әмәс болуп, җамат хәвпсизлики идарисиға йеқин җайда йүз бәргән һуҗум тәкшүрүлмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر