исраилийәдә радикал йәһудийлар билән сақчилар оттурисида тоқунуш йүз бәрди

қуддуста радикал ортодокис һаредий йәһудийлири кочиларға тосақларни қоруп намайиш өткүзди.

809028
исраилийәдә радикал йәһудийлар билән сақчилар оттурисида тоқунуш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийәдә радикал ортодокис һаредий йәһудийлири һәрбийликкә беришни рәт қилғанлиқи сәвәбидин йәнә сақчилар билән тоқунуш йүз бәрди. тоқунушта, 8 киши назарәткә елинди.

һаредий йәһудийлири исраилийәдә турушлириниң асаслиқ мәқситини йәһудий шәриитини өгиниш вә әмәлий иҗра қилиш дәп қарайду. шуңа, улар сот мәһкимисиниң һәрбийликкә қатнишиши керәликигә даир чиқарған қарариға қуддуста наразилиқ намайиши өткүзди.

намайишчилар йолларға тосақларни қурғандин кейин, сақчилар қаттиқ мудахилә қилди.

сақчилар таш етиватқан һаредий йәһудийлириға йуқири бесимлиқ су билән тарқитивәтмәкчи болди.

исраилийәдә пуқраларниң мәҗбурий әскәрликкә қатнишиш муддити 3 йил болуп, қара рәңлик кийимлири вә чачлириға сикиләк қойувелиши билән тонулған һаредий йәһудийлири болса, әскәрликкә беришни рәт қилип, көпинчә намайиш өткүзиду вә сақчилар билән тоқунушуп туриду.

радикал ортодокис һаредий йәһудийлири исраилийә омумий нопусиниң %10 ни тәшкил қилиду вә исраилийәдә башқа гуруппилар билән әң көп чиқишалмайдиған гуруппа болуп һесаблиниду.

һаредийләрниң асаслиқ көп қисми диний вәзипилирини иҗра қилишни алдинқи пиланға қойуп, әскәрликкә беришни рәт қилиду.

һаредий йәһудийлири лаиклиқ (сиколаризм) асасидики дөләт маарип системисиниму қобул қилмайду. пәрзәнтлирини пәқәтла диний тәлим беридиған өзлири ачқан мәктәпләрдә оқутиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر