пакистан трампниң сөзини рәт қилди

пакистан америка пирезиденти доналд трампниң «пакистан террорлуқ тәшкилатлирини панаһлинидиған җай билән тәминләватиду» дегән сөзини рәт қилди.

796831
пакистан трампниң сөзини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан миллий хәвпсизлик кеңиши баш министир шаһид хакан аббасиниң башчилиқида йиғин чақирди. йиғин тәхминән бәш саәт давам қилди. йиғиндин кейин ахирлашқан байанатта, американиң пакистанни «қурбанлиқ қой» қилғанлиқини, буниң афғанистанниң муқимлиқиға пайдилиқ әмәсликини тәкитлиди.

байанатта, афғанистан урушиға пакистандин қоманданлиқ қилинмайдиғанлиқи, американиң пакистанда террорлуқниң күчийишидә мәсулийити барларниму өз ичигә алған һалда афғанистанда террористлар панаһлиниватқан җайларниму йоқитиши керәклики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر