испанийәдә йүз бәргән һуҗум нурғун кишиниң җениға замин болди

испанийәниң барселона шәһиридә бир минибусниң йол четигә чиқип аммини бастуруши нәтиҗисидә 13 киши өлди, 100 киши йариланди.

792225
испанийәдә йүз бәргән һуҗум нурғун кишиниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: каталонийә аптоном райониниң ички ишлар министири җочуим фом йариланғанлардин 15 иниң әһвалиниң еғир икәнликини, өлгәнләр саниниң ешип кетишидин әндишә қилиниватқанлиқини ейтти.

сақчи әмәлдари җозеф луиз траперо һуҗум билән четишллиқи барлиқи билән әйиблинип 2 кишиниң қолға елинғанлиқини, булардин бириниң маракәшлик, йәнә биририниң теги испанийәниң шималий африқа земини болған мелиллалиқ испанийә пуқраси икәнликини, вәқәдин кейин минибус шопуриниң қачқанлиқини билдүрди.

ахбарат васитилири болса шопурниң исминиң дрис оукабир икәнликини илгири сүрмәктә  һәмдә йәнә башқа бир қораллиқниң бир ресторанға бесип кирип, кишиләрни гөрүгә еливалғанлиқини, сақчиларниң уни қолға чүшүргәнликини хәвәр қилмақта.

вәқә йүз бәргән ла рамблас сайаһәт районидики пойиз вә метро истансилири тақалди.

каталонийә аптоном районида 3 күнлүк матәм елан қилинди.

баш вәзир мариано раҗой аммиви ортақлишиш тор бети Twitter  сәһиписидә елан қилған байанатида, даириләр билән давамлиқ алақә орнитип туруватқанлиқлирини, йаридарларни қутқузушниң әң муһим хизмәт күнтәртипигә киргүзүлгәнликини, террористларниң бирликни ишқа ашруралиған бир хәлқни әсла йоқ қилалмайдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «испанийә дөлити вә хәлқи һәмишә һуҗумда зийанға учриғанлар вә уларниң аилә тавабиатлириниң йенида.»

җавабкарлиқини террорлуқ тәшкилати даеш өз үстигә алған һуҗумдин кейин, дунйаниң һәрқайси җайлиридин испанийәгә тәзийә байанатлири йағмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر