обаманиң тиветирда һәмбәһирләшкән учури йақтуруш рекорти йаратти

сабиқ америка пирезиденти барак обаманиң һәмбәһирләшкән учури тиветирда һазирға қәдәр әң көп йақтурушқа еришкән учур болуш унваниға еришти.

791116
обаманиң тиветирда һәмбәһирләшкән учури йақтуруш рекорти йаратти

түркийә авази радийоси хәвири: сабиқ америка пирезиденти барак обаманиң йәкшәнбә күни чарлоттесвелдә йүз бәргән ирқий айримчилиқ һуҗумидин кейин, тиветирда һәмбәһирләшкән учури 3 милйон кишиниң йахтуришиға еришти. 

обаманиң нелсон манделани сөзи вә өзиниң һәр қайси милләт өсмүрлири билән чүшкән чүшкән рәсимини бирликтә тарқатқан учури иҗтимаий таратқу тори тиветирда һазирға қәдәр әң көп йақтурушқа еришкән учур болуш унваниға еришти.

обама 3 парчиға бөлүп елан қилған учурида, җәнубий африқиниң түнҗи қаратәнлик дөләт рәиси нелсон манделаниң 1994 – йили елан қилиған тәрҗемәһалидин муну узүндигә орун аҗратқан иди:

«һечкиши биравниң тән рәңгидин, иҗтимаий җәмийәттики орнидин йаки динидин нәпрәт қилған һалда туғулмайду. инсанлар нәпрәтлинишни кейин өгиниду, әгәр нәпрәтлинишни өгәнкән болса, сөйгүниму уларға өгәткини болиду. сөйгү инсанниң қәлбидин нәпрәткә қариғанда техиму тәбиий һалда орун алиду»

бу учурға обаманиң 2011 – йили марийландтики бир йәслидә өсмүрләргә салам бериватқан рәсими илавә қилинди.  

рәсим ақ сарайниң сабиқ фото – сүрәтчиси пәтә суза тәрипидин тартилған иди. 

обаманиң бу учури өз нөвитидә йәнә, тиветирда әң көп йақтурушқа еришкән 5 – учури болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر