шималий корейә хәлқи америкиға қарши намайиш өткүзди

йүз миңларчә киши шималий корейәниң пайтәхти пийоңйаңда бир йәргә җәм болуп, америкиға қарши намайиш өткүзди.

787593
шималий корейә хәлқи америкиға қарши намайиш өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: ким илсуң мәйданиға йиғилған кәң хәлқ аммиси намайишта америкиға қарши шоар товлиди, ким җуңунни қоллайдиғанлиқини ипадилиди.

пийоңйаң һөкүмити мушу айниң оттурилири тинч окйандики америка терротерийәси болған гуам арилиға оттура мусапилиқ башқурулидиған бомба атидиғанлиқини билдүргәниди.

шималий корейә хәвәр агентлиқиниң билдүрүшичә, авғуст ейида гуам арилиға 4 данә оттура мусапилиқ башқурулидиған бомба етиш пилани пирезидент ким җуңунниң тәстиқлишини күтмәктә икән.

шималий корейә армийәсиниң бу һәқтә елан қилинған байанатида, «пиланимизни иҗра қилимиз вә гуам арилиға һуҗум қилиш үчүн баш қоманданимизниң буйруқини күтүватимиз» дейилди. шималий корейә даирилири трампниң тәһдитлирини «бир учум чалвақаштин ибарәт» дәп атиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر