пакистанда йеңи кабент вәзиписини башлиди

пакистанда йеңи баш министир шаһид хақан аббасиниң вәзиписини башлиши билән, йеңи министирларму қәсәм берип вәзипә тапшурвалди.

784045
пакистанда йеңи кабент вәзиписини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: исламабадтики пирезидентлиқ мәһкимисидә йеңи министирларниң қәсәм берип вәзипә тапшурувелиш мурасими өткүзүлди. мурасимға, пирезидент мәмнун һүсәйин вә баш министир аббаси қатнашти. аббаси түнүгүн (3-авғуст) кәчтә асасий қанун мәһкимиси тәрипидин һоқуқидин елип ташланған сабиқ пирезидент наваз шәриф билән ачқан йиғиндин кейин, 46 кишилик йеңи ички кабент бекитилди.

йеңи кабентта, дөләт мудапиә министири болуп вәзипә өтәватқан һаваҗа муһәммәд асиф ташқи ишлар министири болди. пакистанда 2013-йилдин буйан ташқи ишлар министири йоқ болуп, ташқи ишлар министирлиқиниң мәслиһәтчиси сәртач азиз вакалитән ташқи ишлар министирлиқи вәзиписини өтәватқан иди.

елан қилинған йеңи кабент наваз шәрифниң иниси пәнҗап өлкисиниң баш министири шаһбаз шәриф баш министир болғичә тәхминән 45 күн вақитлиқ вәзипә өтәйду. шаһбаз 1 йерим айдин кейин өткүзүлидиған сайламдин кейин парламентқа кирәлисә йеңи баш министир болиду.

пакистан асасий қанун мәһкимиси 28-ийул аилә әзалиридин бәзилириниң панама һөҗҗәтлири билән ашкариланған парихорлуқ қилмишлириға четилип қалғанлиқини илгири сүрүп, наваз шәрифни баш министирлиқ һоқуқидин елип ташлиғандин башқа, униң «парламент вә сотқа нисбәтән дурус муамилә қилмиғанлиқи» ни әскәртип, баш министирлиқ вәзиписигә лайиқ әмәсликини билдүргән вә сийасий һоқуқидин өмүрвайәт чәклинишкә һөкүм қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر