сәуди әрәбистан вә бәһрәйн: қатар 13 маддилиқ тәләпни орунлисун

сәуди әрәбистан билән бәһрәйн қатардин йолға қойуватқан сийасәтлирини түзитишини вә өзидин мунасивәтлирини үзгән дөләтләр сунған тәләпләрни орунлашни тәләп қилди.

782178
сәуди әрәбистан вә бәһрәйн: қатар 13 маддилиқ тәләпни орунлисун

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан билән бәһрәйн қатардин 13 маддилиқ тәләпни орунлиши керәкликини тәләп қилди. доһа һөкүмитигә қаритилған бу тәләп, бәһрәйн падишаһи һамад бин иса алхәлифә билән сәуди әрәбистан вәлиәһди шаһзадә муһәммәд бин сәлман җиддә шәһиридә көрүшкәндә оттуриға қойулди.

бәһрәйн «BNA» агентлиқи хәвиригә асасланғанда, көрүшүштә падишаһ алхәлифә бәһрәйнниң хәвпсизлик вә муқимлиқни капаләткә игә қилиш билән һәр хил хәвп-хәтәр вә чәт әлләрниң арилишишиға қарши күрәштә һәр даим сәуди әрәбистанни қоллайдиғанлиқини билдүргән.

парс қолтуқи киризиси 5-ийул сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, бәһрәйн вә мисир қатарлиқ дөләтләрниң қатар билән болған барлиқ мунасивәтлирини үзүши нәтиҗисидә партлиған иди. мәзкур төт дөләт мунасивәтләрниң нормаллишиши үчүн доһа һөкүмитигә 13 маддилиқ тәләп тизимликини сунған болуп, қатар буниңға қарита хәлқаралиқ қанунға хилап һәр қандақ тәләпни қобул қилмайдиғанлиқини елан қилған иди.

сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, бәһрәйн вә мисирниң ташқи ишлар министирлири буниңдин кейин қатар билән болған мунасивәтләрдә ташлинидиған қәдәмләрни музакирә қилиш үчүн иккинчи қетимлиқ йиғинни бәһрәйндә өткүзгән иди.

йиғин ахирида, бәһрәйн ташқи ишлар министири халид бин әһмәт алхәлифә хитабнамә елан қилип: «төт дөләт, қатар террорлуқни қоллашни, иқтисад билән тәминләшни, өчмәнлик пәйда қилиш вә қутратқулуқ пәйда қилиш характерлик гәп-сөз қилишни, башқа дөләтләрниң ички ишлириға арилишишни тохтитип, район вә дунйаниң тинчлиқи вә муқимлиқини қоғдиши керәкликини мәзмун қилған 13 маддилиқ тәләпни орунлайдиғанлиқи тоғрисида сәмимий вәдә берип, байанат елан қилған әһвал астида дийалогни башлашқа тәййар» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر