доналд трамп сүрийә мәслисидә обамани әйиблиди

доналд трамп: «әгәр обама сүрийәдә вақтида керәклик қәдәмни ташланған болса иди, сүрийәдә нә иран, нә русийә болмиған болатти» деди.

777920
доналд трамп сүрийә мәслисидә обамани әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп сабиқ пирезидент барак обаманиң керәклик қәдәмләрни ташлимиғанлиқи һәмдә бәшшар әсәд һөкүмитиниң қилмишлири түпәйлидин сүрийәниң вәйранчилиққа йүзләнгәнликини ейтти.

доналд трамп сабиқ пирезидент барак обама һөкүмитини ливан баш министири саад һарири билән ақсарайда чақирған қошма ахбарат елан қилиш йиғинида  әйибләп: «обама сүрийәдә тегишлик мәсулийитини ада қилмиди» деди. 

доналд трамп «мән әсәдниң йахтурғучиси әмәс, у өз дөлитидә инсанийәткә хилап интайин қорқунчлуқ қилмишларни садир қилди. буни узундин буйан тилға елип келиватимән» деди вә өзиниң әсәдниң қилмишлириға узақтин қарап туридиған бирси әмәсликини тәкитлиди.

обаманиң дәвридә химийәлик қоралларни ишлитиш мәслисидә қизил сизиқларниң сизилғанлиқини, бирақ әсәд қисимлири химийәлик қоралларни ишләткән чағдиму обаманиң һечқандан иш қилмиғанлиқини әскәртип, «пирезидент обама қизил сизиқларни қумға сизға икән. шуңа арқисидинла химийәлик қораллардин башқиму қорқунчлуқ қилмишлар садир қилинди. мән бир қәдәм илгириләп, обама қилиши тегишлик ишни қилдим. әгәр вақтида керәклик қәдәм ташланған болса иди, сүрийәдә нә иран, нә русийә болмиған болатти» деди.

доналд трамп һизбуллаһни ливанға нсбәтән әң чоң тәһдит дәп қарайдиғанлиқини билдүрүп, иранниң тәсири астидики бу тәшкилатниң дөләткә, ливан хәлқигә вә пүтүн районға зийан салғанлиқини илгири сүрди.  

у йәнә ливан һөкүмитигә терролуққа қарши күрәш үчүн техиму көп йардәмдә болидиғанлиқиға даир вәдә бәрди.

ливанниң нурғунлиған сүрийәлик панаһланғучиларға саһибханлиқ қиливатқанлиқини алаһидә махтап, барлиқ район дөләтлириниң панаһланғучилар мәсилиси үчүн конкерт қәдәмләрни ташлиши вә бу панаһланғучиларниң өйлиригә қайтишиға йардәмчи болуши керәкликини билдүрди.

ливан баш министири һарири болса, дөлитиниң террорлуққа қарши күрәш, сүрийәлик панаһлағучиларни орунлаштуруш вә ливанға мунасивәтлик башқа мәслиләрдә ирадисиниң қәтий икәнликини қәйт қилди.

һарири америкиниң сүрийәлик панаһланғучлар мәсилисидә қилған йардәмлиригә рәхмәт ейтти.

қатар киризисигә даир бир соалғиму җавап берип, «дийалог бу мәсилисниң һәл қилиш чариси үчүн әң йахши йолдур» деди вә йеқиндин буйанқи тиришчанлиқларниң муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر