пакистанда еғир сәл апити йүз бәрди

пакистанниң пәнҗап, белучистан вә синд өлкилиридә шундақла қәбилә райони «FATA» вә азад кәшмирдә сәл апити нурғун кишиниң җениға замин болди.

764866
пакистанда еғир сәл апити йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан дөләт миқйасида давамлишиватқан пәсиллик йамғурлар сәл апитигә сәвәб болди вә 43 киши һайатидин айрилди.

пакистан апәтләргә тақабил туруш башқармисидин елан қилинған байанатта, пәсиллик йамғурлар сәвәбидин һазирға қәдәр пәнҗап өлкисидә 11 киши, белучистан өлкисидә 15 киши, синд өлкисидә 6 киши вә хәйбәр пактунхува өлкисидә 2 кишиниң һайатидин айрилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта йәнә қәбилә райони «FATA» вә азад кәшмирдә болса, җәмий 9 кишиниң һайатидин айрилғанлиқи қәйт қилинди.

пәсиллик йамғур сәвәбидин 60 өйниң өрүлүп чүшкәнлики уқтурулди.

пакистан тарихидики әң чоң сәл апити 2010 – йили индус дәрйасиниң тешип кетиши сәвибидин йүз бәргән иди.

шу қетимқи сәл аптидә тәхминән 20 милйон киши апәтниң тәсиригә учриған вә 2 миңдин артуқ киши һайатидин айрилған иди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر