әнглийәдә бир киши аптомобилини һейтлишиватқанларниң арисиға һәйдәп кирди

әнглийәниң шималиға җайлашқан нийукәстел шәһиридә бир аптомобил һейтлишиватқан җамаәтниң арисиға үссүпла кирди.

759325
әнглийәдә бир киши аптомобилини һейтлишиватқанларниң арисиға һәйдәп кирди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийәниң шималиға җайлашқан нийукәстел шәһиридә бир аптомобил һейтлишиватқан җамаәтниң арисиға үссүпла кирди؛ вәқәдә балиларни өз ичигә алған 6 киши йариланди, бир гумандар назарәт астиға елинди.

әнглийә сақчилири, бир тәнтәрбийә мәйданиға йеқин җайда мәйданға кәлгән вәқәниң террорлуқ билән четишлиқ болмаслиқ еһтимали барлиқини билдүрди.

әнглийә таратқулири, вәқә мәйданға кәлгән тәнтәрбийә мәркизидә роза һейтни тәбрикләш паалийити өткүзүлгәнликини, йол бойидики пийадиләрниң мәзкур паалийәткә иштирак қилған мусулманлар икәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر