австралийә мусапирларға төләм төләшни қобул қилди

федератсийә һөкүмитиниң папуа йеңи гивинейәсигә қарашлиқ манус арилидики назарәт мәркизидә тутуп турулған 1905 кишигә төләм төләшни қобул қилғанлиқи елан қилинди.

752523
австралийә мусапирларға төләм төләшни қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: австралийә мусапирларға 52 милйон доллар төләм төләйду؛ австралийә, 2012 – йили билән 2016 – йиллири арисида манус арилидики назарәт мәркизидә җисманий вә роһий бесимға учриған 1905 мусапирға төләм төләшни қобул қилди.

манус арилидики назарәт мәркизидә тутуп турулуватқанлар намидин сотқа әрз сунған слейтер вә гордон қанун ширкити адвокатлиридин рорй валш мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, федератсийә һөкүмитиниң папуа йеңи гивинейәсигә қарашлиқ манус арилидики назарәт мәркизидә тутуп турулған 1905 кишигә төләм төләшни қобул қилғанлиқини елан қилди.

мәзкур қанун ширкитиниң адвокатлиридин андрев бейкер, төләм пулиниң 1905 мусапирға охшаш миқдарда тарқитип берилидиғанлиқини әскәртип, «бу келишим, манус арилидики назарәт мәркизидә тутуп турулуватқанларниң қанчилик начар шараитта икәнликиниң бир намайандиси» деди.

сот мәһкимиси мақуллиған тәқдирдә, 20 милйон австралийә доллириға йетидиған әрз сунуш – сот чиқимлириниму һөкүмәт үстигә алидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر