қатар ембаргониң қурбанлири үчүн төләм тәләп қилишқа тәййарланмақта

қатар сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики вә бәһрәйн йолға қойған муһасириниң қурбанлириға төләм тәләп қилип әрз сунушқа тәййарланмақта.

750188
қатар ембаргониң қурбанлири үчүн төләм тәләп қилишқа тәййарланмақта

түркийә авази радийоси хәвири: һөкүмәткә қарашлиқ мәмликәтлик кишилик һоқуқ комитети башлиқи әли бин дамир әлмәрри мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики вә бәһрәйнниң һава тәвәликлирини қатарға тақиветиши вә йолға қойулған муһасириниң тәсиригә учриған қатар вә парс қолтуқи кеңишигә әза әлләрниң пуқралириға төләм төлинишини капаләткә игә қилиш үчүн, хәлқара қанун бийуроси билән келишим түзүлидиғанлиқини уқтурди.

әлмәрри, хәлқара қанун бийуросиниң әрз сунуш арқилиқ бу дөләтләрниң йәрлик сот мәһкимилири васитиси билән мәвҗут зийанларни төлинишини тәләп қилидиғанлиқини, бу дөләтләрдики сот мәһкимилири мәсулийитини ада қилмиған тәқдирдә, хәлқаралиқ келишимләрдә көрситилгән «зийанниң төлиниши» пиринсипиға асасән, хәлқара мәһкимиләргә әрз сунулидиғанлиқини қәйт қилди.

мәзкур қарарларға «коллектип һалда җазалаш вә хәлқаралиқ җинайәт» дәп баһа бәргән әлмәрри, комитетниң парс қолтуқидики киризистин кейин 700 шикайәт тапшуруп алғанлиқини вә ечинишлиқ аилә мәсилилириниң оттуриға чиққанлиқини тилға алған һалда, бу әһвални қобул қилиш вә униңға сүкүт қилип турушниң мумкин әмәсликини билдүрди. у, қатар мәмликәтлик кишилик һоқуқ комитетиниң сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики вә бәһрәйндики кишилик һоқуқ органлири билән телефонда көрүшүп, муһасирә түпәйли қатар вә бу үч дөләт пуқралири дучар болған наһәқчиликләрни һәл қилишниң йоллирини издәшни тәләп қилғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر