түркийә йавропа үчүн истратегийәлик шерик дөләт
йавропа иттипақиниң нөвәтчи рәис дөлити малтаниң ташқи ишлар министири җорҗ велла, түркийәниң йавропа үчүн стратегийәлик шерик дөләт икәнликини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: малтаниң ташқи ишлар министири җорҗ велла анадолу агентлиқиниң зийаритини қобул қилғанда, түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлири үстидә тохталди. у байанатида, йавропа иттипақи билән болған мунасивәтләрниң келәчикигә түрк хәлқи вә мәсуллириниң қарар берәрләйдиғанлиқини؛ мәсилигә бундақ қарашниң түркийәниң игилик һоқуқиға һөрмәт қилиш йүзисидин икәнликини ейтти.
җорҗ велла 2017-йили 28-апрел малтада ечилған вә түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу қатнашқан йиғинда, йавропа иттипақиниң түркийә билән алақә йоллирини очуқ тутушни халайдиғанлиқидин бешарәт бәргәнликини әскәртип, түркийә билән көрүшүшкә вә мәсилиләрни талаш-тартиш қилишқа очуқ икәнликлирини тәкитлиди.
у чиқирилған бәзи қарарларниң мунасивәтләргә зийан селиватқанлиқини вә буниң кишини қайғуға салидиғанлиқини билдүрүп: «йавропа иттипақи билән түркийә оттурисида күчлүк мунасивәт бар. түркийә йавропа үчүн истратегийәлик шерик дөләт, шуңа мәсилиләрни дипломатик усуллар билән муһакимә қилишимиз лазим» деди.