пакистанда муавин палата башлиқи аптомобил бомба һуҗумиға учриди

һуҗумда 10 киши һайатидин айрилип нурғун киши йаридар болди.

731144
пакистанда муавин палата башлиқи аптомобил бомба һуҗумиға учриди

 

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанниң белучистан өлкисигә қарашлиқ мастуң шәһиридә муавин палата башлиқи абдулғафур һәйдири олтурған аптомобил һуҗумға учриди.

дәсләпки мәлуматларға көрә һуҗумда 10 киши һайатидин айрилди.

аптомобил бомба билән елип берилған һуҗумда муавин палата башлиқи абдулғафур һәйдириниму өз ичигә алған нурғун киши йаридар болди.

абдулғафур һәйдири мәлум бир паалийәткә қатнишип аптомобил билән қайтиватқан чағда һуҗум қилинғанлиқи билдүрүлди.

йәрлик телевизийә қаналлири партлашта бир қанчилиған аптомобилниң вәйран болғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر