мозамбикта айропилан қазаси йүз бәрди

җәнубий африқа әллиридин мозамбик билән зимбабве чеграсиға йеқин җайда бир айропилан чүшүп кетип, 6 адәм өлди.

700571
мозамбикта айропилан қазаси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: мәһәллий таратқуларниң хәвәр қилишичә, мозамбикниң порт шәһири беирадин зимбабвениң пайтәхти һарареға қарап учуватқан айропиланда икки учқучи билән төт нәпәр йолучи бар икән.

мозамбик сақчи мудири гелиндо вумбуҗа қазаниң мозамбик чеграсиға йеқин тағлиқ районда мәйданға кәлгәнликини әскәрткән һалда, «айропиланниң қойуқ туман йүзисидин тағқа соқулуп кетип чүшүп кәткән болуши мумкин, дәп қараватимиз« дегәнләрни қәйт қилди.

қазада һайатидин айрилған 6 кишиниң җәсити тик учар айропилан билән зимбабве мутаре дохтурханисиниң җәсәт сақлаш бөлүмигә йөткәлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر