пурсәт тапсила түркийәгә қарши террорни қоллап келиватқан шивейтсарийә бу қетим һәйран қалдурди

шивейтсарийәдә чиқидиған һәптилик «‹велтвоһе› журнили» түркийәгә 17 сәһипә аҗратти.

698411
пурсәт тапсила түркийәгә қарши террорни қоллап келиватқан шивейтсарийә  бу қетим һәйран қалдурди

түркийә авази радийоси хәвири:  журнал җумһур рәис әрдоғанниң рәсимини муқависиға чүшүрүп, «әрдоған үчүн адаләт» дәп тема қойди.

журналниң фенерал мәҗлистә парламент әзаси болған муһәррири вә баш йазғучиси рогер көппел түркийәгә кәң орун аҗритилған бир мақалә йазди.

у, «диққәт, бу мақаләм түркләргә болған хата қарашларға хатимә бериш мәқситидә йезилди» сәрләвһилик мақалисидә, әрдоғанға иҗабий қараш тәклипини сунди.

түркийәниң террорлуқ тәшкилатлириниң қоршави астида туруватқанлиқини илгири сүргән көппел, мақалисини җумһур рәис әрдоғаниң түркийә хәлқиниң демократик қоллишиға ишинидиғанлиқини тәкитләп мундақ давамлаштурди: «әтрапи террорлуқ тәшкилатлири тәрипидин қоршалған түркийәгә болған һөрмитим чоңқур. ғәрб әллиридики әрдоғандин нәпрәтлинидиғанлар түркийәдә арқимуарқа йүз бериватқан террорлуқ һуҗумлирини унтуп қалдиму қандақ? фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң 15 – ийул һәрбий исйан урунуши җәрйанида йүзләрчә киши вәтинини қоғдаш йолида һайатидин айрилмидиму?»

оттура шәрқ дөләтлиридә демократийәгә асаслинидиған һакимийәт түзүлмисиниң йоқлуқини мисаллар арқилиқ оттуриға қойған көппел, шуңа һакимийәт түзүлмисигә игә күчлүк түркийәниң ғәрб әллири үчүнму пайдилиқ икәнликини тәкитләп мундақ деди: «түркийә вә әрдоғанға қарита позитсийәмиз очуқ болуши лазим, гуманий қарашлардин қутулуп, йахши нийәт билән муамилә қилишимиз керәк. заманиви түркийәни 1923 – йили лозанда тунҗи етирап қилған дөләтләр бири болуш сүпити билән шивейтсарийә әвзәл орунда турмақта.»

игилинишичә, 1933 – йилдин буйан  немис вә фирансуз тилида чиқиватқан журналниң һәр һәптә 51 миң нусхиси сетилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر