даештин азад қилинған баб наһийәсидә күндилик турмуш әслигә келишкә башлиди

түркийә әскәрлириниң һәрбий һәрикәтлири нәтиҗисидә даештин азад қилинған баб наһийәсидә күндилик турмуш әслигә келишкә башлиди.

694422
даештин азад қилинған баб наһийәсидә күндилик турмуш әслигә келишкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири:фират қалқини һәрбий һәрикити нәтиҗисидә террорлуқ тәшкилати даештин азад қилинған сүрийәниң һәләбкә қарашлиқ баб наһийәсидә күндилик турмуш әслигә келишкә башлиди.

бихәтәрлик бәрпа қилинған наһийәдә йәрлик хәлқ бир тәрәптин өйлиригә қайтип кәлгәнликидин хошал болған болса, йәнә бир тәрәптин террорлуқ тәшкилати даеш вәйран қиливәткән наһийәни әслигә кәлтүрүш үчүн ишлимәктә.

бабтики өйигә қайтип кәлгән сүрийәлик абдулһәмид әл рәҗәп, түркийә әскәрлириниң террорлуқ тәшкилати даешниң чаңгилидин бабни қайтуруп елишидин кейин, күндилик турмушниң әслигә келишикә башлиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: «түркийә келип сүрийәликләргә көп йардәм қилди, уларға чоңқур рәһмәт ейтимән, аллаһ халиса һәммә иш изиға чүшиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر