иран: һүрмүз боғузида мувәппәқийәтлик башқурулидиған бомба синиқи елп бардуқ

иран һүрмүз боғузида өткүзүлгән 2 қетимлиқ баллистик башқурулидиған бомба синиқиниң мувәппәқийәтлик болғанлиқини илгири сүрди.

689008
иран: һүрмүз боғузида мувәппәқийәтлик башқурулидиған бомба синиқи елп бардуқ

түркийә авази радийоси хәвири: «‹тәсним› хәвәр агентлиқи» ниң билдүрүшичә, иран инқилабий муһапизәтчи қисимниң һава – аләм бошлуқи әтритиниң қомандани бригада генерали әмир әли һаҗизадә бу һәқтә елан қилған байанатида, теһранниң һүрмүз боғузида уда икки қетим баллистик башқурулидиған бомба синиқи елип барғанлиқини, һәр икки қетимлиқ синақниң мувәппәқийәтлик болғанлиқини, башқурулидиған бомбиларниң 250 километир йирақлиқтики нишанни йоқатқанлиқини илгири сүргән һәмдә баллистик башқурулидиған бомбиларниң 300 километирлиқ йирақлиққа йетип бериш иқтидариға игә икәнликини  қәйт қилған.

иран алдинқи айму башқурулидиған бомба синиқи елип барған, шу сәвәбтин америка теһранға нота тапшурғаниди.

игилинишичә, иранниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң қарариға асасән йадро беши тошуш иқтидариға игә баллистик башқурулидиған бомба йасиши мәний қилиниидкән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر