«әрдоғанниң сийасий келәчики оттура шәрқ райони үчүн интайин муһим»

исраилийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси еммануел наһшон түркийәдә 16 – апрел күни өткүзүлидиған җумһур рәислик һөкүмәт түзүми сайлимини йеқиндин көзитиватқанлиқлирини ейтти.

686563
«әрдоғанниң сийасий келәчики оттура шәрқ райони үчүн интайин муһим»

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоғанниң наһайти муһим районлуқ сийасий актийор икәнликини әскәрткән наһшон, «оттура шәрқниң қандақ шәкиллиниши мәсилисидә әрдоғанниң сийасий келәчики наһайти муһим» деди.

у йәнә, сүрийәдики қалаймиқанчилиқни һәл қилиш һәмдә енергийә сийасәтлири вә бихәтәрликни ишқа ашуруш җәһәттин муқим һәмкарлиқ үчүн әрдоғанниң сийасий келәчикиниң районниң келәчики билән зич мунасивәтлик икәнликиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر