әл-баб аһалилири йуртлириға қайтишқа башлиди

даешниң зулумидин қачқан әл -баб аһалилири әл баб мәркизи қайтуруп елинғандин кейин, йуртлириға қайтишқа башлиди.

680958
әл-баб аһалилири йуртлириға қайтишқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәниң шималида террорлуқ тәшкилати даешниң зулумидин қачқан әл-баб аһалилири, районниң террор унсурлиридин тазилиниши үчүн бултур 24-авғустта түркийәниң башчилиқида қозғалған фират һәрбий һәрикити даирисидә түркийә армийәсиниң қоллишиға еришип келиватқан әркин сүрийә армийәсиниң наһийә мәркизини қайтуруп елишидин кейин, аста-аста йуртлириға қайтмақта.

буниңдин ташқири, әркин сүрийә армийәси һәләб шәһиригә қарашлиқ әл-баб наһийәсидә даеш тәрипидин орунлаштуруветилгән мина вә бомбиларни тазилашни давамлаштурмақта.

әл-баб мәркизини өткән һәптә қолға киргүзгән әркин сүрийә армийәси, даеш тәрипидин орунлаштуруветилгән мина вә бомбиларни нәзәргә алған асаста илгирилмәктә.

наһийә кочилири вә даеш ишләткән өйләрдә издәш-қутқузуш хизмәтлири давамлашмақта.

бу арилиқта наһийәдә пат-пат мина вә бомба авазлири аңланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر