белучистанлиқлар лондонда хитайға қарши намайиш өткүзди

белучистан вә синд хәлқи рәһбәрлири хитай – пакистан иқтисад каридори лайиһәси түпәйлидин йәрликләрниң һәқ – һоқуқиниң дәпсәндә қилинғанлиқиға наразилиқ билдүрүп, хитайға қарши намайиш өткүзди.

678843
белучистанлиқлар лондонда хитайға қарши намайиш өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистанниң нопузлуқ «zee newes» телевизийә қанили вә даңлиқ гезитлириниң хәвәр қилишичә, әнглийәдә турушлуқ балучистан вә синд өлкиси хәлқиниң аммивий тәшкилатлири хитай – пакистан иқтисад каридори «CPEC»ға һәмдә хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә наразилиқ билдүрүш билән биргә, 46 милйард долларлиқ бу лайиһәниң дәрһал тохтитилишини тәләп қилип, хитайниң лондонда турушлуқ әлчиханисниң алдида намайиш өткүзди.

дунйа синд қурултийи рәиси һиндистан вақит гезитиниң мухбириға бәргән байанатида, бу чоң иқтисадий каридур лайиһәсиниң башқиларниң һәқ - һоқуқини еғир дәриҗидә айақ асти қилиштәк қилмишларға җавапкар икәнликини билдүрүп, «бу бизгә нисбәтән һайат - маматлиқ мәсилиси, хитай – пакистан иқтисад каридори «CPEC» сәвәбидин өй - маканлиридин айрилип қалған миңлиған кишиниң турмушиға қарита һечқандақ пилан йоқ. бу лайиһә пакистан баш министири тәрипидин хәлқкә мәҗбур теңилған лекин йәрлик хәлқниң рухсити елинмай турупла ишқа ашуруливатқан наһәқ лайиһәдур» деди.

хәвәрләрдә илгири сүрилишичә, йәкшәнбә күни өткүзүлгән лондондики намайиш йеқинқи мәзгилдин буйанқи чәт әлләрдә турушлуқ белучистан вә синд хәлқи аммиви тәшкилатлири әң көп қатнашқан намайишлардин биригә айланған.

намайишқа дунйа синд қурултийи, синд – белучистан мунбири, хәлқара белучистан һәрикити җәмийити, белучистан җумһурийәт партийәси, әнглийәдә турушлуқ белучистан кишилик һоқуқ кеңиши, белучистан оқуғучилар вә йашлар җәмийити, белучистан оқуғучилар уйушмиси қатарлиқ аммивий тәшкилат вәкиллири қатнашти. 

уйғур районини белучистанниң гувадир портиға туташтуридиған хитай – пакистан иқтисадий каридориға қарши намайишта, «хитай – пакистан иқтисадий каридорини рәт қилимиз», «бизгә һәқ – һоқуқ вә азадлиқ лазим», «хитай маркилиқ белучистанни қобул қилмаймиз», «и хитай! беалучистандин қолуңни тарт!», «хитай белучистандин чеқип кәтсун!» дегәндәк шоарларни товлашти вә шу хил шоарлар йезилған лозункиларни ачти.

хитайниң «бир бәлвағ бир йол» лайиһәсиниң муһим бир парчиси һесаблинидиған хитай – пакистан иқтисадий каридори «CPEC» пакистанниң һакимийити астидики кәшмир вә белучистан районидин өтидиған болғачқа һиндистанму бу лайиһәгә рәсмий һалда қарши чиқип, игилик һоқуқиниң дәхли - тәрузгә учраватқанлиқини илгири сүрмәктә.

намайишчилар бу лайиһәниң тәбиий муһитқа еғир дәриҗидә зийан йәткүзгәнликини вә районниң йәрлик хәлқигә һеч қандақ пәйда кәлтүрмәйдиғанлиқи тәкитлиди. 

буличистанниң чәт әлләрдики һәр қайси аммиви тәшкилатлири намайиштин илгири хитайниң «бир бәлвағ бир йол» лайиһәсигә қарши ортақ байаннамилирини почта арқилиқ хитайниң лондунда турушлуқ әлчиханисиға йоллиди.

ортақ байаннамида, хитай – пакистан иқтисадий каридори қурулушиниң башқа районлардин белучистан өлкисигә икки йерим милйон пуқра йөткәп орунлаштурушни өз ичигә алидиғанлиқи вә өлкиниң нопус қурулмисини өзгәртиветишни қәстләватқанлиқи қәйт қилинди.

синд өлкиси кишилик һоқуқ паалийәтчилириму сирттин нурғун нупус йөткәш арқилиқ синд өлкисиниң йәрлик хәлқини азсанлиққа айландурмақчи болуштәк сийасий нәйрәңвазлиқтин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.

синд вә белучистан өлкилири аммиви тәшкилат вәкиллири, бу лайиһәниң әслидә хитай билән пакистанниң иқтисадий бир ойун өзгәртиши икәнликини, хитай – пакистан иқтисадий каридориниң һәм афғанистанға, һәм һиндистанға истиратегийәлик еғир тәсирләрни йәткүзидиғанлиқини илгири сүрди.

пакистанниң белучистан районидики гувадир порти қурулуши пүтүнләй хитайниң йардими билән башланған «бир бәлвағ бир йол» лайиһәсиниң интайин муһим һалқиси һесаблиниду.  

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر