пайтәхт копенһагенда һөкүмәткә қарши намайиш өткүзүлди

данийәниң пайтәхти копенһагенда һөкүмәтниң ирқчилиқни мәзмун қилған қанун лайиһәсигә қарши намайиш өткүзүлди.

675396
пайтәхт копенһагенда һөкүмәткә қарши намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: данийәниң пайтәхти копенһагениң ғәрбигә җайлашқан бирондбай странд районидики аһалиләр, районда көчмәнләрниң почта сандуқлириға ташлап қойулған ирқчилиқни тәшвиқ қилидиған варақчилар  билән парламента қобул қилинған ғәрблик болмиғанларниң данийәлик қобул қилинмайдиғанлиқини мәзмун қилған қанун тәклипигә наразилиқ билдүрди.

бирондбай райониға җайлашқан вә данийәдә көчмән нопусниң етник данийәлик нопустин көп болған 2 райондин бирси болған бирондбай страндта, «һәммимиз охшаш данийәликмиз»дегән шоарлар товланған намайишқа йүзләрчә киши қатнашти.

мәдәнийәт мәркизи алдиға йиғилған район хәлқини бирондбай район башлиқи кәнт макс магелунд вә йәрлик сийасәтләрму қоллиди.

намайишниң ахирида автләндиш музика әтритидин исам бачири номур қойған болса, намайишқа данийә таратқулириму алаһидә әһмийәт бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر