баш министир йилдирим малтада

малта баш министири җозеф мускатниң тәклипигә бинаән бу дөләттә рәсмий зийарәттә болидиған баш министир йилдирим пайтәхт валлеттаға йетип барди.

674252
баш министир йилдирим малтада

түркийә авази радийоси хәвири: йилдиримни айродурумда малта қатниаш вә ул әслиһә қурулуши министири җо миззи билән түркийәниң валлетта баш әлчиси рәһа кәскинтәпә вә башқа даириләр қарши алди.

зийарәт һәйити бинали йилдиримниң рәпиқиси сәмиһә йилдирим, аилә вә иҗтимаий сийасәтләр министири фатма бәтүл кайа, йавропа иттипақи ишлири министири вә баш музакиричи өмәр чәлик, иқтисад ишлири министири ниһат зәйбәкчи, йашлар вә тәртәрбийә министири акиф чағатай қилич, маарип министири исмәт йилмаз, сәһийә министири рәҗәп ақдағ қатарлиқлардин тәшкил тапиду.

баш министир йилдирим малта баш министири мускат билән көрүшүштин сирт йәнә, пирезидент марие лоизе колеро прека тәрипидинму қобул қилиниду.

зийарәт даирисидә икки дөләт карханичилирини учраштуридиған сода – иқтисад мунбири йиғини чақирилиду.

учришишларда, малтаниң йавропа иттипақиниң нөвәтчи рәислики даирисидә түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлири, районлуқ вә хәлқаралиқ өзгиришләр һәққидә музакирә елип берилиши күтүлмәктә.

йилдирим малтаға қарап йолға чиқиш һарписида әсәнбоға айродурумида бәргән байанатида, малтаниң бурундин тартипла түркийәниң йавропа иттипақиға әзалиқини қоллап келиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «малтаниң бу позитсийәсини буниңдин кейинму изчил давамлаштуридиғанлиқиға чин дилимиздин ишинимиз.»

түркийә билән малтаниң җуғрапийәлик җәһәттин йеқинлиқи вә сийасий мунасивәтләрниң иҗабий тәрәққий қилишиниң иқтисадий мунасивәтләргиму иҗабий тәсир көрситиватқанлиқини әскәрткән йилдирим, түрк карханичиларниң малтада порт қурулуши қатарлиқ көплигән саһәләргә мәбләғ салғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «зийарәт җәрйанида чақирилидиған сода – иқтисад мунбири йиғиниму икки дөләт оттурисидики сода мунасивәтлириниң йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүлүшидә түртклик рол ойнайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر