чағанда етилдақ вә салйотлар 39 адәмниң җениға замин болди
хитайда чаған мунасивити билән өткүзүлгән тәбрикләш паалийәтлиридә етилдақ вә салйотлар 39 адәмниң җениға замин болди.
түркийә авази радийоси хәвири: хитайда «баһар байрими»мунасивити билән өткүзүлгән тәбрикләш паалийәтлири әснасида партилтилған етилдақ вә салйотлар сәвәб болған от апәтлиридә 39 адәм өлди.
хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң билдүрүшичә, 27-йанвардин 2-февралғичә болған бир һәптилик баһар байрими җәрйанида, мәмликәт миқийасида 13796 җайда от апити йүз бәргән болуп, бу апәтләрдә 39 адәм өлгән.
сақчиларниң сода-сетиқ мәркәзлири, ибадәтханилар, мәйданлар вә йәрмәнкиләрниң бихәтәрлик назаритини күчәйтиши нәтиҗисидә, өлгәнләрниң сани бултурқиға селиштурғанда %26.4, от апитиниң сани %11.8 азайған.
әнәниви һайван калиндариға асасланғанда, «маймун йили»ни кәйнидә қалдуруп «хораз йили»ға киргән хитайда, йеңи йилни тәбрикләш паалийәтлиридә етилдақ вә салйотларни партилтишниң «йаман роһларни қоғлайдиғанлиқи»ға ишилиниду.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
русийәниң «су-34» типлиқ күрәшчи айропилани чүшүп кәтти
русийәниң су-34 типлиқ күрәшчи айропилани чүшүп кетип, икки учқучи қаза қилди.