зимбабведа хитайға қарши қаттиқ наразилиқ билдүрүлди

зимбабве дөләтлик бағчилар, һайванлар вә тәбиий муһитни қоғдаш идариси 23 – декабир күни хитайға 35 пилни мәхпий сетип бәргән иди.

646086
зимбабведа хитайға қарши қаттиқ наразилиқ билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: зимбабве һөкүмити тәбиәтни қоғдаш фонди үчүн  хитайға 35 пил сетип бәргәнликини елан қилди.

зимбабведики  һайванатларни қоғдаш җәмйиәтлири хитайниң пил сетивалғанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

зимбабве дөләтлик бағчилар, һайванлар вә тәбиий муһитни қоғдаш идариси 23 – декабир күни хитайға 35 пил сетип берилгәнликини елан қилди. бирақ, 35 пилниң баһасини ейтмиди. 

пилларниң бойиға йәткән йаки йәтмигәнлики һәққидиму мәлумат берилмиди. сетилған пилларниң хитайдики 3 бағчиға орунлаштурулидиғанлиқи билдүрүлди.

зимбабведики һайванатларни қоғдаш җәмйиәтлири пилларниң хитайға сетилғанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

зимбабве һайванатларни қоғдаш комитети мәсуллиридин җун родгус бу содиниң мәхпий қилинғанлиқини вә аридин икки һәптә өткәндин кейин елан қилинғанлиқини тәкитләп: «биз шуни билимизки, пилниң балилирини анилиридин айрип, қорқунчлуқ бир муһитта хитайға мәхпий сетип бәрди. буниңдин кәлгән киримниң қәйәргә ишлитилидиғанлиқиниму билмәймиз» деди.

йәнә бир тәрәптин, зимбаби һөкүмитиниң милйонларчә долларлиқ пил чиши записиниму сетип беришкә тәййарлиниватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.


 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر