бағдат бүгүн бомба һуҗумлири билән ләрзигә кәлди

ирақниң пайтәхти бағдатта бүгүн 2 қетим партлаш йүз бәрди.

641501
бағдат бүгүн бомба һуҗумлири билән ләрзигә кәлди

 

түркийә авази радийоси хәвири: дәсләпки мәлуматларға көрә, ирақниң пайтәхти бағдаттики бир базарда 2 бомба партлап, 28 киши һайатидин айрилди вә 50 дин артуқ киши йаридар болди.

һуҗумниң әсинақ районида, нурғунлиған дуккан бар йәрдә йүз бәргәнлики билдүрүлди.

партлашлардин бирсиниң адәм бомба һуҗуми икәнлики ениқланди. йәнә бирсиниң аптомобил бомба билән елип берилғанлиқи қәйт қилинди. 

һуҗумниң җавапкарлиқини техичә һеч киши өз үстигә алмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر