қозғилаңчи қисим 44 даеш әзасини учуқтурди

фират қалқини һәрикити даирисидә әл бабта даешқа тәвә панаһҗайлар, мудапиә истиһкамлири, қоманданлиқ мәркәзлири, қорал искилатлири вә аптомобиллириниң бир қисми бит - чит қилип ташланди.

639374
қозғилаңчи қисим 44 даеш әзасини учуқтурди

 

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси сүрийәниң шималини террорчилардин тазилаш үчүн елип бериватқан фират қалқини һәрикити даирисидә әл бабта террорлуқ тәшкилати даеш әзаси 44 террорчини уҗуқтурғанлиқи билдүрүлди.

түркийә армийәси тәрипидин елан қилинған байанатта, даеш қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлири пәйда қилған тәһдитләрни йоқутуп, чегра мудапиәсини күчәйтиш вә қозғилаңчи қисимларға йардәм бериш үчүн сүрийәниң шималида 24 – авғуст башлиған фират қалқини һәрикитиниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.

фират қалқини һәрикити башлинип 127 – күнигә қәдәм қойғанда қозғилаңчилардин тәшкилләнгән алаһидә қисимларға қуруғлуқтин бомбардиман қилиш арқилиқ йардәм қилип, әл бабниң контируллиқини қайтуруп елиш үчүн җиддий һәрикәтләр давамлашмақта.

еғир типлиқ қораллар билән елип берилған етишишлар нәтиҗисидә 44 даеш әзаси уҗуқтурулди. 117 террорчи йаридар болди. терролуқ тәшкилати даешқа тәвә бир аптомобил бомба пачақлап ташланди. туқунушта қозғилаңчилардин 7 әскәр йаридар болди.

даешқа аит байқалған 154 нишан бомбардиман қилинди. бомбардиманда террорчиларға тәвә панаһҗайлар, мудапиә истиһкамлири, қоманданлиқ мәркәзлири, қорал искилатлири вә аптомобиллириниң бир қисми бит - чит қилип ташланди.

террорлуқ тәшкилати даештин тазиланған районларда йардәмчи қошунниң бомба тазилаш әтрити һәрикәт башланғандин буйан 2392 йәрлик усулда йасалған бомбиларни вә 42 минани пачақлап ташлиди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر