йавропа иттипақиниң нөвәттики нөвәтчи башлиқи түркийә һәққидә пәрқлиқ қарашларни оттуриға қойди

малта ташқи ишлар министири георги велла, 28 әзаси бар йавропа иттипақиниң түркийә пуқралиридин визини кәчүрүм қилиш мәсилисигә техиму көп күч чиқириши керәкликини әскәртти.

629487
йавропа иттипақиниң нөвәттики нөвәтчи башлиқи түркийә һәққидә пәрқлиқ қарашларни оттуриға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиниң нөвәтчи башлиқлиқ вәзиписини мушу айниң ахирида өткүзүвалидиған малта, түркийәгә дипломатик қолини созған һалда, «әнқәрәниң техиму көп һәмкарлиқ орнитиши күтүлидиған болса, йавропа иттипақи тәрипидин бәзи иҗабий сигналлар йоллиниши керәклики» ни ейтти.

бирләшмә хәвәр агентлиқиниң соаллириға җаваб бәргән малта ташқи ишлар министири георги велла, буниң малтаниң йавропа иттипақиниң муһим бир қошнисини йеқин бир шерик сүпитидә көрүшни халайдиғанлиқиниң бир ишарити икәнликини билдүрди. у, дипломатик қаналларниң очуқ қалдурулушиға болған еһтийаҗниң әһмийитини тәкитләп, «түркләр  (мусапирларни қайтуруп қобул қилиш) келишимниң өзлиригә аит қисмини орундиғанлиқини билдүрмәктә, бу тоғра, әгәдә көчмәнликниң тохтитилғанлиқини билимиз, лекин, биз буниң бәдилигә немә бәрдуқ? муһим болғини будур. мән йәнә, визини әмәлдин қалдуруш һәққидә сөзлишишни қийин әмәс, дәп қараймән.» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر