германийәдә тор дунйасида ирқчилиқни мәзмун қилған учур вә йазмилар көпийип бармақта

германийәдә интернет дунйасида ирқчилиқ вә чәт әл дүшмәнликини мәзмун қилған учур вә йазмилар көпийип бармақта.

619773
германийәдә тор дунйасида ирқчилиқни мәзмун қилған учур вә йазмилар көпийип бармақта

түркийә авази радийоси хәвири: германийәдә интернет дунйасида чәт әл дүшмәнликини мәзмун қилған учур вә йазмилар күндин-күнгә көпийип бармақта.

Süddeutsche Zeitung гезитидә бу һәқтә елан қилинған хәвәрдә, интернет дунйасида радикал милләтчилик вә чәт әл дүшмәнликини мәзмун қилған учур вә йазмиларниң саниниң 2015-йилда көринәрлик дәриҗидә ашқанлиқи қәйт қилинди.

хәвәрдә радикал милләтчилик вә чәт әл дүшмәнликигә мунасивәтлик җинайәтләрниң тәхминән 7300дин 24600ға чиққанлиқи билдүрүлүп, бу қилмишларниң %42.5 нисбәттә ашқанлиқи алаһидә әскәртилди.

гезит, 2015-йилдики 6300 җинайи делоларниң «чәт әл дүшмәнлики»гә мунасивәтлик икәнликини билдүрди.

германийә федратип сот мәһкимиси башқармиси 1992-йилдин буйан радикал милләтчи вә чәт әл дүшмәнликигә четишлиқ қилмишларни хатириләп кәлмәктә.

бирақ, бу хилдики мәлуматлар илгири хәлққә ашкариланмайтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر