сәрақиб аһалиләр райони бомбардиман қилинди

әсәд һакимийитигә тәвә бир уруш айропилани сурийәниң идлиб шәһиригә қарашлиқ сәрақиб наһийәсидики аһалиләр районини бомбардиман қилди.

602646
сәрақиб аһалиләр райони бомбардиман қилинди
idlib'e hava saldırısı.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: сурийә армийәсиниң бир уруш айропиланиниң идлибниң сәрақиб наһийәсини бомбардиман қилиши нәтиҗисидә 8 киши һайатидин айрилди, 45 киши йариланди.

идлибниң апәтләргә тақабил туруш оргини әмәлдари әлфарис, әсәд һакимийитигә тәвә бир уруш айропиланиниң һава һуҗумида йариланғанлардин он иккисиниң кичик бала икәнликини, бомбардиман қилинған җайда еғир талапәт көрүлгәнликини билдүрди.

сурийәниң ғәрбий шималиға җайлашқан көп қисми өктичиләрниң контроллуқидики идлиб вилайити вә униңға қарашлиқ аһалиләр районлири изчил һалда бомбардиман қилинмақта؛ өткән һәптә идлибниң хас базиридики бир мәктәп билән бир базар бомбардиман қилинип 22 си кичик бала, 6 си оқутқучи, қалғанлири шу җайдики кишиләр болуп җәмий 35 адәм һайатидин айрилған, нурғун адәм йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر