америкиниң п й д ни қорал билән тәминләштин ваз кәчкәнлики илгири сүрүлди

америка қошма иштатлириниң PKK террорлуқ тәшкилатиниң сурийә қанити болған п й д ға биваситә қорал йардими бериштин ваз кәчкәнлики илгири сүрүлмәктә.

601967
америкиниң п й д ни қорал билән тәминләштин ваз кәчкәнлики илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: п й д ға биваситә һалда көп миқдарда қорал йардими беришни пиланлиған америка даирилириниң, түркийәниң бесимлиридин кейин мәзкур қарарини тохтитип қойғанлиқи билдүрүлди؛ вашингтон почтиси гезити, түркийәниң сийасий бесимлири вә п й д билән түркийә арисидики ихтилапниң давамлишиватқанлиқини нәзәрдә тутуп, мушуниңдәк бир қарарни чиқарғанлиқини йазди. гезит йәнә, америкилиқ бир һәрбий әмәлдарниң түркийә билән қаршилишип қалмаслиқи тоғрисида п й д ни агаһландурулғанлиқиниму тәкитлиди.

гезитниң зийаритини қобул қилған бир әмәлдар, раққәгә қилинғуси бир һәрикәтниң әң еғир киризисиниң әрәбләр билән п й д арисидики тоқунуштин келип чиқидиғанлиқини, әлбабниңму бу сәвәбтин муһим икәнликини алаһидә әскәртти.

«нийу йорк вақти гезити» ниң бир анализида болса, америка пирезиденти барак обаманиң дөләт хәвпсизлик оргиниға йолйоруқ чүшүрүп, даеш террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәшниң сүритиниң ашурулушини вә п й д ниң техиму көп қорал билән тәминлинишини тәләп қилғанлиқи илгири сүрүлгәниди. америкилиқ әмәлдарлар гезитиниң дәвасини рәт қилмиған, һәтта мудапиә министири аштон картер йардәмләрниң керәклик икәнликини билдүргәниди.

23 – сентәбирдә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, америкиниң п й д гә бериш үчүн кобаниға қорал қачиланған икки айропиланни қондурғанлиқини билдүрүп, вашингтон даирилирини еғир шәкилдә әйиблигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر