могерини иран пирезиденти руһани билән көрүшти

йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасәтлири алий вәкили федерика могерини, йавропа иттипақиниң иран билән болған иқтисадий мунасивәтләрни гүлләндүрүш ирадисиниң қәтий икәнликини билдүрди.

599703
могерини иран пирезиденти руһани билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: сурийә киризисиға чарә издәш мәқситидә иранға барған могерини, пайтәхт теһранда пирезидент һәсән руһани билән көрүшти. иран пирезидентлиқ мәһкимиси тәрипидин елан қилинған байанатқа қариғанда, учришишта, йавропа иттипақи – иран икки тәрәп мунасивәтлиридин башқа сурийә киризиси вә районға алақидар башқа мәсилиләр музакирә қилинған.

руһани, сурийә вә ирақтики терроризмға қарши кәскин күрәш қилинмиған тәқдирдә, шималий африқиғичә болған районда бәзи террорист дөләтләрниң оттуриға чиқиш еһтималиниң барлиқини ейтти. у, йавропа иттипақиниң террорчиларни қоллаватқан дөләтләргиму бесим ишлитишини тәләп қилди.

дөлити билән түзүлгән йадро келишими тоғрисидиму тохталған руһани, келишимниң иҗра қилинишида сақлиниватқан бәзи мәсилиләрниң барлиқини әскәрткән һалда, иранниң келишимниң роһиға риайә қилғанлиқини илгири сүрди вә теһранниң қарши тәрәпниңму шундақ һәрикәт қилишини күтидиғанлиқини қәйт қилди.

могерини, йавропа иттипақиниң йадро келишимигә риайә қиливатқанлиқини әскәртти. у, иттипақниң иран билән болған иқтисадий мунасивәтләргә әһмийәт беридиғанлиқини тилға елип, «йавропа иттипақиниң ортақ мәнпәәтлиримизни муһапизәт қилиш үчүн, иран билән болған иқтисадий мунасивәтләрни гүлләндүрүш ирадисиму қәтий» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر