йавропа комитети чеграларни тәкшүрүшни давамлаштурушни қарар қилди

йавропа иттипақи комитети, өткән йили шиветсийә, данийә, норвегийә, германийә вә австирийәдә башланған чеграларда кимлик тәкшүрүш сийаситиниң иккинчи қетим узартилиши тоғрисидики тәләпни қобул қилди.

597370
йавропа комитети чеграларни тәкшүрүшни давамлаштурушни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитети қарар мақуллап, 12 – нойабирда муддити ахирлишидиған шәнгән (йавропа иттипақиға әза дөләтләр арисидики әркин сайаһәт қилиш келишимигә тәрәп болған дөләтләр) районида әркин сайаһәт қилиш бәлгилимисигә чәклимә қойған тәкшүрүшләрниң муддитини йәнә 3 ай узартишни мақуллиди.

йавропа иттипақи комитети муавин башлиқи франс тиммерман, «қайтидин нормал давамлишидиған бир шәнгән райониға имканийәтниң йетишичә тез қайтиш үчүн, күчлүк тиришчанлиқ көрситиватимиз. бу җәһәттә алаһидә илгириләш һасил қилдуқ. лекин, һазирчә у нуқтиға кәлмидуқ» деди.

йавропа иттипақи комитети көчмәнлик, ички ишлар вә пуқралиқ ишлири комиссари димитрис аврамопулосму, фирансийәниң стразбург шәһиридә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, «шәнгән районидики бәзи чеграларда бирдәкликкә игә, мувазинәтлик, муддити қәтий чәклик болған бир ички чегра тәкшүрүшиниң давамлишишини тәвсийә қилимиз» деди. аврамопулос, 6 – өктәбирдә иҗра қилинишқа башлиған йавропа саһил вә чегра муһапизәт күчлириниң қалаймиқан көчүш вә қанунсиз киришләргә қарши күрәштә бир борулуш нуқтиси икәнликини, лекин, бәлгиләнгән нишанға йетиш җәһәттә техиму узун вақитқа еһтийаҗ бар, дәп қарайдиғанлиқини қәйт қилди.

болупму германийә вә данийә, чегралирида кимлик тәкшүрүш қарариниң муддитиниң узартилиши бойичә йавропа иттипақи комитетиға бесип ишлитип келивататти.

өткән һәптиниң ахирида чақирилған йавропа иттипақи лидирлар йиғини, йавропа иттипақи комитетиға ички чеграларни контрол қилишта <еһтийаҗға қарап иш көрүш> тоғрисида чақириқ қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر