түркийә вийенна айродорумидики иккинчи қетимлиқ сәтчиликкә мудахилә қилди

түркийә, вийенна айродорумидики рәқәмлик тахтиға чиқирилған түркийәгә қарши иккинчи ирқчи хәвәрни чиқарғузивәтти.

551396
түркийә вийенна айродорумидики иккинчи қетимлиқ сәтчиликкә мудахилә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: австрийәниң пайтәхти вийеннадики шивечат хәлқара айродоруминиң рәқәмлик тахтисида иккинчи қетим түркийәгә қарши хәвәр елан қилинди. австрийә медийасида орун алған түркийәгә қарши қара тәшвиқат хәвәрлириниң айродорумдики рәқәмлик тахтида елан қилиниши наразилиқ пәйда қилди.

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, мәзкур хәвәрниң чиқириветилиши үчүн һәрикәткә өтти؛ түркийәниң вийеннада турушлуқ баш әлчисиниң мудахилә қилиши нәтиҗисидә түркийәни қарилаш мәқсәтлик йалған хәвәр айродорумдики рәқәмлик тахтидин чиқириветилди.

йәнә бир тәрәптин, айродорумдики иккинчи қетимлиқ сәтчиликтин кейин австрийәниң түркийәдә турушлуқ вәкили ташқи ишлар министирлиқиға чақиртилип, түркийәниң наразилиқи йәткүзүлди.

өткән һәптиму вийенна швечат хәлқара айродорумидики икранда түркийә вә җумһур рәис әрдоғанға қарши хәвәр елан қилинған болуп, ташқи ишлар министирлиқиниң мудахилә қилиши нәтиҗисидә хәвәр чиқириветилгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر