бирйуссел ухлаватамду йаки һеч иштин хәвири йоқму?

демократик пиринсиплар билән бна қилинған бир районда, һәрбий өзгиришләргә қәтий орун йоқ.

543992
бирйуссел ухлаватамду йаки һеч иштин хәвири йоқму?

түркийә авази радийоси хәвири: бирйуссел ухлаватамду йаки хәвири йоқму? мана бу, йавропа рәһбәрлириниң 15-ийул түркийәдә йүз бәргән һәрбий өзгириш қозғашқа урунуш қилмишиға, бипәрваларчә қайтурған инкасидин кейин, соралған соалдур.

исйанчи һәрбий қисимларниң ғәлибә қилғанлиқини вә бу хилдики һәрбий һөкүмәтниң түркийәдики дөләт күчини қолға киргүзүвалғанлиқини ойлап беқиң. 1967-йили апрел ейида афенада һәрбий офитсерларниң танкиларниң күчи билән миңларчә адәмни тутқун қилип, гиретсийә вә йавропа үчүн 10 йил дегүдәк давамлашқан малиманчилиқни башлиған дәврдин йахши болидиғанлиқидин шәксиз гуманлинимән.

топилаңчи унсурлар һәрбий өзгиришкә қарши чиққучиларни бастурған болса, әнқәрә билән истанбул кочилирида йүз бериш еһтимали болған чоң қәтлиамларға гуваһчи болған болаттуқ. 2013-йили ийундики һәрбий өзгириштин кейин, қаһиирә кочилирида йүз бәргән вәһимилик зораванлиқларни әсләп беқиң. түркийәдә ғәлибә қилған һәрбий өзгиришниң дөләтни ички урушқа сөрәп кирип, йоқ қиливетидиғанлиқи чоң еһтималлиқ иди. шундақ болған болса, бу вәзийәтниң инсанниң әқлигә кәлмәйдиған дәриҗидики нәтиҗилири оттуриға чиқатти. зораванлиқ вә қалаймиқанчилиқтин қачқан милйонларчә түрк хәлқи, һазирниң өзидә түркийәдә меһман қилиниватқан 2 милйондин артуқ сүрийәлик панаһланғучи билән қошулуп, йавропаға қарап йәлкән ачқан болатти. шундақ болған болса, йавропа иттипақи һазир 2015-йилидики көчмәнләр паҗиәсидин техму еғир болған вәһший паҗиәгә, мундақчә ейтқанда, йәнә бир көчмәнләр киризисигә дуч кәлгән болатти.

йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң һечқайсиси йаки әза болуш йолида музакирә басқучида туруватқан дөләтләрниң һечбири һәрбий өзгиришкә дуч келип бақмиди. һәтта, әйни вақитта венгирийәниң дуч кәлгини, қанунниң һәммидин үстүнлүкигә қилған һәйвиләргә, телевезийә истансисилирини ишғал қиливалған, парламент бинасини бомбардиман қилған вә дөләтниң сайлам арқилиқ вуҗутқа кәлгән җумһур рәисини қолға елишқа урунған һәқиқий һәрбий өзгириш билән селиштурулғанда хелила ченип қалиду. хәтәр өтүп кәтти, әмма 265 адәмниң һайатидин айрилишиға, 1100 адәмниң йарилинишиға сәвәб болди. түркйәдики партийәләр тезликтә бирлишип, һәрбий өзгириш қозғаш урунушиға ләнәт йағдурди. бу тәңдиши йоқ һәмкарлиқниң, түркийә демократийәсини техиму бихәтәр нуқтиға йәткүзидиғанлиқини үмид қилалаймиз. бирақ, һәрбий өзгириш қозғашқа урунуш қилмиши йүз бәргән кечидә, йавропа иттипақи буниңға ләнәт йағдурушта кечикти. асасий қанун тәртипигә һазирғичә қилинған әң чоң тәһдиткә дуч кәлгән вә әзалиқ басқучида туруватқан түркийәгә, йавропа иттипақидин йуқири дәриҗилик зийарәтниң әмәлгә ашидиғанлиқидин һечқандақ бешарәт кәлмиди. буниң орниға, йавропа рәһбәрлири дәрһал түркийә һөкүмитиниң дөләт ичидики «гүлән һәрикити» гә четишлиқ адәмлирини тазилаш һәрикитини сорақ қилишқа башлиди.

түркийә йавропа кишилик һоқуқ хитабнамисини тоңлатмақчи болғанда, йавропа рәһбәрлири буни тәстиқлимаслиқни чақириқ қилишқа башлиди. улар бир нуқтини, йәни фирансийә нойабир ейида парижда йүз бәргән террорлуқ һуҗумидин кейин елан қилған «җиддий һаләт» ни унтуп қалған иди. түркийәниң асасий қанун тәртипини оттуридин йоқ қилишқа урунған күчләргә қарши өзини қоғдаш үчүн, бәзи қәдәмләрни бесиш һоқуқиниң барлиқини вә шундақ қилиш керәкликини сорақ қилишқа болмайду. йавропа кеңиши билән йавропа кишилик һоқуқ мәһкимисиниң вәқәләр бесиқишқа башлиғанда, андин мәсилини диққәт билән муһакимә қилидиғанлиқиға сәмимий ишинимән. һәрбий өзгиришни қоллаш имкани наһайити кичик болған журналистларму тутқуқ қилинди. әлвәттә, бу тәнқид қилишқа тегишлик башқа әһвалдур. хуш хәвәр шуки, йавропа кеңиши баш катипи сорбҗорн җагланд бу һәптә әнқәрәдә зийарәттә болиду. йавропа һәрбий өзгиришкә қарши күрәш қилмиса, әхлақий нопузини йоқитиш хәвпигә дучар болиду. йавропаниң 2013-йили мисирда йүз бәргән һәрбий өзгиришкә нисбәтән тутқан номус қиларлиқ позитсийәси, бу җәһәттики әхлақий нопузиниң кичиклишигә дучар қилғанлиқида һечқандақ шүбһә йоқ.

һәрбий өзгириш қозғашқа урунуш қилмиши йүз берип аридин бир қанчә күн өткәндин кейин, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң баш мәслиһәтчииси ибраһим қалин һөкүмәтниң һәрбий өзгиришкә башлиған һәрикитини тәнқид қилған ғәрбкә қарши һәмбәһирлигән твттердики байанати наһайити муһим иди. у мундақ дегән иди: «әгәр һәрбий өзгириш ғәлибә қилған болса, силәр мисирдикигә охшашла уни қоллиған болаттиңлар. силәр бу хәлқни тонумайсиләр, әмма бу хәлқ силәрни йахши тонуйду.»

йавропа иттипақи рәһбәрлири һәрбий өзгириш қозғашқа урунуш қилмишидин кейин, дәрһал түркийәгә келип, әйиблигән болса؛ түркийә хәлқини һәрбий өзгириш қозғашқа урунуш қилмишини мәғлуб қилғанлиқлири үчүн тәбриклигән болса؛ җумһур рәис, һөкүмәт, мәҗлистики вә башқа рәһбәрләр билән олтуруп, түркийә үчүн демократик йавропа йолини қандақ бина қилидиғанлиқлирини музакирә қилған болса иди, йавропа иттипақи һазирқидин техиму йахши әһвалда болған болатти. әлвәттә, бу һәрикәтләрдин башқа дөләтни техиму һакиммутләқлишишикә иттиришиниң алдини алидиған һечқандақ капаләт йоқ. бундақ болғанда, йавропа пәқәт болмиди дегәндә, сийасий ғайилири вә демократик қммәтлирини қоғдиған болатти.

русийә пирезиденти владимир путин билән рәҗәп таййип әрдоғанниң учришиши әмәлгә ашса, һәрбий өзгириш қозғашқа урунуш қилмиши йүз бәргәндин кейин, рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшкән бирдинбир рәһбәр болуп қалиду. бу йавропа үчүн номус қиларлиқ иш болиду.

әскәртиш: йуқирдики йазмини карл билдит йазған болуп, у йавропа дөләт вә һөкүмәт башлиқлири кеңиши ташқи мунасивәтләр комитетиниң башлиқи. у шиветсийәниң баш министири вә ташқи ишлар министири болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر